Әйса МәсиҺ мундақ деди ... мән дунияниң нуридурмән. Маңа әгәшкәнләр

әсла қараңғулуқта маңмайду, бәлки уларда һаят нури болиду.

‫ﺋﯘﻳﻐﯘﺭﭼﻪ

Uyghur Bible - Swedish Revised Edition

ДУНИЯНИҢ НУРИ

⇧ سىنبەلگىنى چېكىڭ ⇧ «ئۇيغۇرچە مۇقەددەس كىتاب» ئەپنى چۈشۈرۈش ئۈچۈن كونا يېزىق Kona Yéziq يېڭى يېزىق Yéngi Yéziq كىرىل يېزىق Kiril Yéziq لاتىن يېزىق Latin Yéziq

Сизни «Дунияниң Нури» дегән тор бетигә қарши алимиз!

Худа дәрвәқә пүтүн инсанийәткә чоң бир сирни аян қилғандур. Шу сирни чүшинип йәтсиңиз, у қәлбиңизгә тәврәнмәс хатирҗәмлик, чоңқур шатлиқ елип бериду. Муқәддәс Язмиларда:

«Худа өзини издигәнләргә әҗрини қайтурғучидур» дәп пүтүлгән.

 

Сиз шундақ бир издәнгүчи болсиңиз, мошу тор бети һәқиқәткә интилип издинишиңиздә ярдәм болсун дәп сизни оқуш материяллар, тиңшалғу

вә синалғу шәклидики архиплар вә лентиға чүшүрүлгән бәзи радио программилар қатарлиқ түрлүк материяллар билән тәминләйду.

 

Мoшу бәттә Муқәддәс Китап, йәни Тәврат, Зәбур вә Инҗил

өз ичигә алидиған Муқәддәс Язмиларни оқуялайсиз вә чүшүрәләйсиз. Униңдин башқа «Дунияға кәлгән нур», йәни Әйса Мәсиһ  тоғрисида бир нәччә уйғурчә китапчиларни чүшүргили болиду. Әйса Мәсиһниң дунияға келиши, тәлим-һидайәт йәткүзүш хизмити, өлүми вә өлүмдин тирилип асманға көтирилишини көрситидиған «Әйса Мәсиһниң тәрҗимиһали» дегән илһамбәхш кинони көрсиңиз болиду (кино Инҗил, «Луқа баян қилған хуш хәвәр»гә асасланған). Мәдһийә нахша-ғәзәлләрни аңлисиңиз яки һәр қандақ соал яки гәплириңизни әвәтсиңизму болиду. Һәқиқәткә интилип издинишиңиздә Худа сизгә яр болғай!

 

«Һәқиқәтни билисиләр вә һәқиқәт силәрни

азатлиққа ериштүриду»

(Йуһанна 8:32).

  Бу «Дунияниң Нури» уйғур тилидики тор бети Әйса Мәсиһ тоғрисидики хуш хәвәрни җакалайду. Бу бәттә Муқәддәс Китапниң өткән әсирниң чағатай уйғур тилидики тәрҗимиси тәминлиниду. Әсли ибраний вә юнан тилидин қилинған бу Муқәддәс Китапнинг тәрҗимиси Қәшқәр вилайитида 1900-жили әтрапида башлинип, уйғур вә швитсийәлик етиқатчиларнинг зич һәмкарлиқида беҗа кәлтүрүлди. Инҗил, йәни Әйса Мәсиһ тоғрисидики Хуш Хәвәр, Қәшқәр шәһиридә 1939-жилида нәшир қилинди. Муқәддәс Китапнинг толуқ нусхиси 1950-жилида Қәшқәр шәһиридә әмәс, бәлки Мисир пайтәхти Қаһирә шәһиридә нәшир қилинди. Чүнки шу дәвирдә Қәшқәр вилайитидә қалаймиқанчилиқ йүз берип, уйғур етиқатчиларнинг җамаити зиянкәшликкә учриғaн иди.

Бу тор бети зиярәт қилғучиларни шу чағатай уйғур тилиға тәрҗимә қилинған Муқәддәс Китап, һәмдә бу тәрҗимисининг һазирқи заман уйғур тилиға өзгәртилгән нусхиси билән тәминләйду. 1950-жилидики тәрҗимисигә асасланған бу уйғур тилидики Муқәддәс Китап һазирқи уйғур йезиқлирида, һәмдә 1965-1982-жиллирида ишлитилгән «Йеңи Йезиқ»та тәминлиниду.